кәшмирдә рамизандин буйанқи зорванлиқ вәқәлиридила 41 киши җенидин айрилди

һиндистанниң контироллуқидики җамму кәшмир районида йүз бәргән һуҗумларда җәмий 41 киши җенидин айрилди.

994243
кәшмирдә рамизандин буйанқи зорванлиқ вәқәлиридила 41 киши җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсуллар җамму кәшмирдә рамизан ейида һәрбий һәрикәтләрни тохтитиш қарари елинғанлиқиға қаримастин, нурғун қетим һуҗум қилиш вәқәлириниң йүз бәргәнликини билдүрди.

һуҗумларда җенидин айрилғанлардин башқа йәнә, 62 нәпәр пуқра вә 29 нәпәр сақчи хадиминиң йаридар болғанлиқи қәйт қилинди.

һиндистан ички ишлар министири раҗнат сиңг аманлиқни сақлаш қисимлириниң бу хил вәқәләрниң алдини елиш үчүн керәклик тәдбирләрни йолға қойидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر