әнглийә түркийә пуқралири  үчүн узун муддәтлик турмуш рухсити бериш бәлгилимисини йолға қойди

әнглийә ички ишлар  министирлиқи әнглийәдә өз кәспи билән шуғуллинидиған йаки ишләйдиған түркийә пуқралири үчүн қайтидин узун муддәтлик турмуш рухсити бериш бәлгилимисини йолға қойди.

993337
әнглийә түркийә пуқралири  үчүн узун муддәтлик турмуш рухсити бериш бәлгилимисини йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтики қарарнамисигә асасән, «әнқәрә келишими» дәп билинидиған «йавропа ортақ гәвдиси келишими» даирисидә виза алған түркийә пуқралири әнглийәдә уда 5 йил давамлиқ турған вә ишлигәндин кейин узун муддәтлик турмуш рухсити үчүн илтимас суналайдикән.

түркийә пуқралири буниңдин бурунқи бәлгилимигә асасән әнглийәдә уда 4 йил давамлиқ турғандин кейин узун муддәтлик турмуш рухсити үчүн илтимас суналайтти.

әнглийә ички ишлар министирлиқи март ейида бир сот мәһкимисиниң бу һәқтә қарар чиқиришидин кейин, түркийә пуқралириға узун муддәтлик турмуш рухсити бериш бәлгилимисини тоңлитип қойған, өз кәспи билән шуғуллинидиған түркийә пуқралириға узун муддәтлик турмуш рухсити бериш һоқуқиға ериштүридиған виза елиш бәлгилимисини йолға қойидиғанлиқини җакарлиғаниди.

түркийә 1959 – йили йавропа иттипақиниң шу вақиттики исми болған «йавропа иқтисадий ортақ гәвдиси» гә илтимас сунған, 1963 – йили түркийә пуқралириниң гәвдигә әза дөләтләрдә хизмәт қилиш йаки ишләш һоқуқиға еришәлиши үчүн виза елиши мәзмун қилинған «әнқәрә келишими» имзаланғанди.

әнглийәдики түркләр бу келишимгә асасән 1 йиллиқ турмуш рухсити алғандин кейин, рухситиниң муддити тошқанда йәнә 3 йил узарталайтти, ахирида узун муддәтлик турмуш рухсити үчүн илтимас суналайтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر