бейҗиң вашингтонниң «хуавей» қарариға наразилиқ билдүрди

бейҗиң, америка қошма иштатлириниң хитайниң әқлийфон ишләпчиқарғучиси вә телеком ширкити хуавей үстидин тәкшүрүш елип бериш қарариға наразилиқ билдүрди.

959211
бейҗиң вашингтонниң «хуавей» қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хуа чунйиң мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бир дөләтниң өз ички қануниға асасән, бир тәрәплимә һалда ембарго йүргүзүшигә қарши икәнликини әскәртип, «бу җәһәттики позитсийәмиз турақлиқ вә рошәндур» деди.

хуа чунйиң вашингтон даирилириниң чәт әллик мәбләғ салғучиларниң америка сода саһәсигә болған ишәнчисигә техиму илгириләп зийан йәткүзмәсликини үмид қилидиғанлиқини әскәртип, «хәлқаралиқ селинма вә сода ширкәтлириниң нормал, адил, өзара пайда йәткүзүш пиринсипиға тайинип қилған ишлириға зийан йәткүзмәңлар» дәп чақириқ қилди.

америка әдлийә министирлиқи, хитайниң әқлийфон ишләпчиқарғучиси вә телеком ширкити гуруһи хуавей үстидин иранға йүргүзүлгән ембаргоға хилаплиқ қилғанлиқи үчүн тәкшүрүш елип беришни башлиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر