трамп: зөрүр тепилса сөһбәт үстилидин туруп кетимән

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, шималий корейә пирезиденти ким җоң ун билән өткүзидиған учришиши үнүмлүк болмиған тәқдирдә, сөһбәт үстилидин қопуп кетидиғанлиқини ейтти.

955015
трамп: зөрүр тепилса сөһбәт үстилидин туруп кетимән

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлирида зийарәттә болған йапонийә баш вәзири шинзо абе билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән доналд трамп, шималий корейә тоғрисида тохтилип, пйоңйаң даирилирини йадро қораллиридин ваз кәчтүрүш үчүн бесим сийаситиниң әң йуқири бесим билән давамлишидиғанлиқини ейтти.

трамп, алдимиздики ай шималий корейә рәһбири ким җоң ун билән өткүзидиған учришиш тоғрисида болса, «сөһбәтләр үнүмлүк болмиса, үстәлдин туруп кетимән» деди.

у, «йадро қораллиридин халийлашқан тәқдирдә, шималий корейәниң йоли парлақ болиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر