русийәниң сайлими, «йеңи соғуқ уруш» вә түркийә

дунйадики өзгиришләр вә түркийә – русийә мунасивәтлири.

933920
русийәниң сайлими, «йеңи соғуқ уруш» вә түркийә

түркийә авази радийоси: русийәдә милйонларчә сайлиғучи пирезидент сайлимиға қатнашти. йәнә бир тәрәптин, әнглийә лондонда зәһәрләнгән сергей сикрипал вәқәсиниң җавабкарлиқиниң русийәгә аит икәнликини билдүрди. биз бу һәптики пирограммимизда, бу өзгиришләр вә түркийә – русийә мунасивәтлири һәққидә тохтилип өтимиз.

русийәдә милйонларчә сайлиғучи дөләт башлиқини сайлаш үчүн 18 – март күни өткүзүлгән пирезидент сайлимида беләт ташлиди. бу қетимқи сайламда виладимир путин % 75 аваз билән ғәлибә қилди. шуниң билән, путин төтинчи қетим пирезидентлиқ вәзиписигә олтурған болди.

йәнә бир тәрәптин, сабиқ рус җасус сергей сикрипал вә униң қизиниң әнглийәдә нерва зәһәрлик гази билән зәһәрлинишидин кейин әнглийә баш вәзири теризе мей биваситә русийә һөкүмитини әйибләп байанат елан  қилди. шуниң билән, русийә билән ғәрб әллири оттурисида йеқинқи йилларда оттуриға чиқиватқан сүркилишләрдә йеңи бир басқуч башланди. әнглийә, америка қошма иштатлири вә германийәниң ортақ байанатлирида мундақ дейилди: «иккинчи дунйа урушидин кейин йавропа қитәсидә тунҗи қетим нева зәһәрлик гази ишлитилди. химийәлик қоралларни мәний қилиш әһдинамисигә хилап һалда елип берилған бу һуҗум әнглийәниң игилик һоқуқини нишан қилған.»

әнглийә баш вәзири теризе мейниң байанатлириға русийә тәрәп « circus show» дәп инкас қайтурди. бәзи мутәхәссисләрниң қаришичә, русийә әнглийәгә  аңлиқ һалда әнә шундақ җаваб қайтурған. чүнки, әнглийә ахбарат оргини « MI-6» ниң лондондики мәркизи камбриҗтики Circus  мәйданида икән. шуңа, « MI-6» « Circus  » дәпму атилидикән. башқичә ейтқанда, руслар әнглийәгә « circus show» дәп инкас қайтуруш арқилиқ әслидә пүткүл дунйаға мундақ демәкчи икән: «бу җинайәт әслидә әнглийә ахбарат оргини < MI-6> ниң суйиқәстлик ойуни болуп, биз бу ойунниң сирини наһайити обдан билимиз.»

ахирқи қетимлиқ сүркилишләр москваниң алдида ғәрб әллиридә өзара ихтилапларни азайтиши мумкин. әгәр бундақ болғинида, русийәгә қарши ембарголар көпәйтилиши мумкин. бундақ әһвал астида, ғәрб русийә билән һәрбий вә енергийә саһәлиридә һәмкарлиқ орнитиватқан түркийәгә қарита бесим ишлитиши мумкин. русийәдин « S-400 » типлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системилирини сетивелиши, «түрк еқими», һәтта «<аққуйу> йадро електир истансиси» лайиһәлири ембарго түһдитлиригә дуч келиши мумкин.  шуңа, әнқәрәниң ғәрб әллириниң түркийәниң русийә билән болған мунасивәтлири үстидин түрлүк бесимларни ишлитишигә қарита алдин пухта тәййарлиқ көрүп қойуши лазим.

шу һәммигә айанки, «йеңи <соғуқ уруш>» әрваһи һәммә йақта учуп йүрмәктә. ундақта, бундақ һалқилиқ бир пәйттә, түркийә – русийә мунасивәтлири қайси сәвийәдә туруватиду? нөвәттә түркийә – русийә мунасивәтлири әзәлдин көрүлүп бақмиған дәриҗидә йахшидур. түркийә билән русийә оттурисида көплигән истиратегийәлик саһәләрдә геополитикилиқ риқабәт давамлишиватиду, шуниң билән бир вақитта, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқ саһәлириму барғансери кеңийиватиду. дәрвәқә, түркийә билән русийә «соғуқ уруш» ахирлашқандин кейин нурғун ортақ паалийәт саһәси шәкилләндүрди.

түркийә – русийә мунасивәтлири бүгүнки күндә асаслиқи 3 түрлүк йөнилишни бойлап давамлишиватиду. енергийә (түрк еқими), һәрбий (<S-400 > типлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системилири сетивелиш) вә сүрийә (<зәйтун шехи> һәрбий һәрикити. болупму сүрийә киризиси сәвәбидин шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әзаси болған түркийә башқурулидиған бомба хәвпигә дуч кәлгән болушиға қаримай, «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системилири түркийәгә нато тәрипидин толиму кечиккән һалда кәлтүрүлди. испанийә вә италийә сиртидики дөләтләр мудапиә системилирини әң дәсләптә қайтуруп кәтти. нөвәттә п к к/п й д/ й п г ниң қолида нато ниң йеник / еғир типтики қорал – йарағлири бар. нато ниң қолидики һәрбий партлатқучлар бу террорчилар тәрипидин истанбулниң мәркизини партлитишта ишлитилди. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийул һәрбий исйан урунушиға қарши ғәрб җиддий инкасму қайтурмиди. бу өзгиришләрниң һәммиси түркийәни ихтийарсиз һалда таллаш характерлик йоллар үстидә издинишкә мәҗбурлимақта.

нөвәттә ғәрбниң қош өлчәмлик сийасәтлири түркийә билән русийәни бир - биригә йеқинлаштурмақта вә һәмкарлиқни йәниму күчәйтишкә мәҗбур қилмақта. хәлқаралиқ вә районлуқ вәзийәтму «түрк еқими» лайиһәси үчүн әвзәл шәрт – шараитларни йаритип бәрмәктә. «түрк еқими» лайиһәси түркийәниң йәр шари характерлик енергийәниң бихәтәрликини қоғдаш йолида муһим рол ойнаш пилани бойичә <енергийәниң мәркизи> вә <енергийә тиранспорт бәлбеғи> ға айлиниш нишанлириға йетиштә муһим рол ойнайду.

русийәниң тәбиий гази туруба линийәсини түркийә арқилиқ йавропаға «түрк еқими» лайиһәси арқилиқ туташтуруш пиланиму түркийә – русийә мунасивәтлириниң йәниму күчийишидә муһим рол ойнайду. шуниң билән бир вақитта, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлиридиму енергийә арқилиқ йеңи бир басқучниң башлинидиғанлиқини ейтиш мумкин.

«түрк еқими» лайиһәси русийәниң түркийәгә болған ишәнчисиниң мәһсули, әлвәттә. «түрк еқими» лайиһәси енергийә тиранспортида йеңи бир бәлбағ шәкилләндүрүш вә икки дөләт оттурисидики мунасивәтләргә иҗабий тәсир көрситиш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә. буниңдин башқа йәнә, түркийәниң «тунҗи йадро електир истансиси» болидиған «<аққуйу> йадро електир истансиси» ниң русийәгә аит бир енергийә ширкити тәрипидин қурулушиму икки дөләт мунасивәтлирини йәниму йуқири пәллигә йәткүзиду.

йиғип ейтқанда, һазирқидәк «йеңи <соғуқ уруш>» ниң аламәтлири көрүлүватқан һалқилиқ мәзгилдә барлиқ күчләр шәк – шүбһисиз һалда түркийәни өзиниң йениға тартишқа тиришиду. түркийәниң болса өзиниң миллий мәнпәәтлиригә асасән иш қилидиғанлиқини ейтиш үчүн «мунәҗҗим» болуш кәтмәйду. 15 – ийул һәрбий исйан урунушидин кейин «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәт билән башланған вә бу һәрикәт үзлүксиз давамлишиватқан басқучта һәқиқәтни көрүш иқтидариға игә көзләр үчүн йетәрлик дәриҗидә аламәтләр вә ишарәтләр мәвҗуттур.

алдимиздики басқучта америка қошма иштатлирини өз ичигә алған ғәрб әллири русийәниң йеқин әтрапидики түркийәни өз ичигә алған иттипақдашлириға бесимни күчәйтиши мумкин. бу нуқтида, «мәнбич» вә «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисмидики п к к/й п г ниң мәвҗудийити муһим мәсилә сүпитидә көз алдимизда туруватиду.

әгәр түркийәниң әндишилири толуқ йоқ қилинмиған тәқдирдә, түркийә америка қошма иштатлири билән ишқа кириштүргән «мунасивәтләрни нормаллаштуруш басқучи» тоңлитип қойулуши мумкин. әслидә, русийәниң узундин буйан күтүватқиниму дәл мушу.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر