малида етник тоқунуш йүз бәрди

ғәрбий африқа дөлити малиниң җәнубидики мопти районида етник тоқунуш йүз бәрди.

934318
малида етник тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөлити малиниң җәнубидики мопти районида йүз бәргән етник тоқунушларда 8 адәм өлди.

мали армийәси байанатчиси мопти райониға җайлашқан коро шәһиригә 25 километир келидиған сабере йезисида нурғун өйгә етник тоқунушлар әснасида от қойуветилгәнликини уқтурди.

байанатчи райондики нурғун кишиниң өй-маканлирини ташлап кетишкә мәҗбур болғанлиқини әскәртип, тоқунушларда 5 адәмниң өлгәнликини билдүрди.

билдүрүлүшичә, буркина пасо чеграсиға йеқин мондоро шәһиридиму бир түркүм қораллиқ унсурлар кочидики кишиләргә оқ чиқирип 3 кишиниң җениға замин болған.

баш министир сомәйло бобейе майга икки қәбилә арисидики тоқунушларға хатимә бериш үчүн районға баридиғанлиқини уқтурди.  

догон вә пулани қәбилилириниң вәкиллири бурун икки қәбилә арисида тинчлиқ орнитиш үчүн иттипақлиқ вә мурәссәлишиш министирлиқи һимайисидә пайтәхт бамакода көрүшкәниди.

өткән һәптә икки қәбилә арисида йәр ғәвғаси сәвәбидин чиққан вәқәдә 20 адәм өлүп нурғун өйгә от қойуветилди. бу районда йәнә бултур ийун ейидиму икки қәбилә арисида вәқә йүз берип 30 адәм өлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر