«трамп FBIдин кейин дөләтниң башқа орунлириға зийан бериду»

америкида алий палата әзаси патрик леһей пирезидент трампниң федратип тәкшүрүш идарисидин кейин америкиниң башқа органлириға зийан беридиғанлиқини билдүрди.

932023
«трамп FBIдин кейин дөләтниң башқа орунлириға зийан бериду»

түркийә авази радийоси хәвири: америка алий палатаси адаләт комитети әзалиридин патрик леһей пирезидент доналд трампниң федратип тәкшүрүш идарисини һуҗум нишани бекиткәнликини билдүрүп комитетни дәрһал йиғин өткүзүшкә чақирди.

демократчилар партийәси алий палата әзаси леһей, комитетқа хәт йезип трампниң федратип тәкшүрүш идарисини «сийасий козур»һалитигә айландуруп қойғанлиқини илгири сүрди.

алий палата әзаси патрик леһей пирезидент трамп федратип тәкшүрүш идарисиниң муавин башлиқи андревни вәзиписидин елип ташлиғандин кейин адаләт комитетини йиғинға чақирди.

у мундақ деди: «пирезидент доналд трамп федратип тәкшүрүш идарисигә һуҗум қиливатиду, мән униң федратип тәкшүрүш идарисидин кейин дөләтниң башқа органлириғиму зийан беришидин әндишә қилимән, бу әһвал биз баштин кәчүрүватқан киризислардинму хәтәрлик , шуңа партийәмиздин мустәқил һалда һәрикәт қилишимиз керәк.»

адаләт комитетиниң қачан йиғин чақиридиғанлиқи тоғрулуқ ениқ мәлумат берилмиди.

америка мәркәз истихбарат идариси « CIA »ниң сабиқ башлиқи җон биреннан иҗтимаий таратқудики адресида трампқа: «алған парилириң, өткүзгән хаталиқлириң, садир қилған әхлақсизлиқлириң вә сийасий чирикликлириң ашкариланған вақитта иззәт-абройсиз һалда тарихниң чаң-тозаңлири бесип кәткән сәһпилиридин орун алисән. андревни һуҗум нишани қилдиң, бирақ америкини вәйран қилалмайсән, америка сени вәйран қилиду»дегән мәзмунда учур йазғаниди.

америка әдлийә министири җеф сесийон, андревни пинсийәгә чиқишқа икки күн қалғанда қоғливәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر