трампниң муһәммәд бин сәлман билән көрүшүши пиланланмақта

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлманниң 20 – мартта ақсарайда көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

928511
трампниң муһәммәд бин сәлман билән көрүшүши пиланланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси сараһ сандерс күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, трампниң шаһзадә сәлман билән өткүзидиған учришиши тоғрисида рәсмий байанат берип, «сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман, 20 – мартта пирезидент трамп билән ақсарайда көрүшиду» деди.

йеқиндин бери америка җамаәтчилики арисида муһәммәд бин сәлманниң америка қошма иштатлирида зийарәттә болидиғанлиқи илгири сүрүлүватқан болсиму, зийарәтниң вақти муәййәнләшмигәниди.

тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман өткән һәптә әнглийәдә зийарәттә болуп, әнглийә баш вәзири тереса мей, ханиш иккинчи елезабет, әнглийә тәхт вариси шаһзадиси чарлес вә шаһзадә вилйам қатарлиқлар билән көрүшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر