америка б д т ниң инсаний уруш тохтитиш қарариниң дәрһал иҗра қилинишини тәләп қилди

б д т хәвпсизлик кеңиши, сүрийәдә бир айлиқ «инсаний уруш тохтитиш» ни мәзмун қилған қарар лайиһәсини қобул қилди.

917579
америка б д т ниң инсаний уруш тохтитиш қарариниң дәрһал иҗра қилинишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә билән б д т  хәвпсизлик кеңишиниң феврал ейи мувәққәт башлиқи кувәйт тәрипидин тәййарланған қарар лайиһәси хәвпсизлик кеңишидә авазға қойулди. әза дөләтләрниң бирдәк қоллиши билән қобул қилинған қарарниң роһиға асасән, сүрийәгә инсаний йардәм йәткүзүш, шундақла һакимийәтниң муһасириси астидики шәрқий ғутәдики әһвали еғир бимар вә йаридарларни тарқақлаштуруш үчүн, кәм дегәндә бир ай уруш тохтитилиду.

қарарда, сүрийә миқйасида инсаний йардәмләрниң «бихәтәр, тосалғусиз вә изчил» тарқитишни капаләткә игә қилиш вә «әһвали еғир кесәл вә йаридарлар» ни тарқақлаштуруш үчүн, барлиқ тәрәпләрдин «кечикмәстин» тоқунушларни кәм дегәндә 30 күн тохтитип турушни тәләп қилди.

қарарда йәнә, болупму һакимийәтниң муһасириси астида инсаний вәзийәт интайин еғирлишип кәткән шәрқий ғутә, йәрмук, фуа вә кәфрәйадики муһасириләрниң бикар қилиниши тәләп қилинди. қарарда көрситилишичә, сүрийәдә даеш, әлқаидә, нусрә фиронти вә б д т  хәвпсизлик кеңиши тәрипидин тизимға елинған башқа террорлуқ тәшкилатлириға, шундақла булар билән четишлиқи бар шәхс вә гуруппиларға қарши күрәш давамлишидикән.

америка қошма иштатлириниң б д т да турушлуқ даимий вәкили никки һелей беләт ташлаштин кейин сөз қилип, уруш тохтитишниң «дөләтниң барлиқ җайлирида дәрһал» иҗра қилинишқа башлиниши керәкликини ейтти.

сүрийә һакимийити вә униң қоллиғучилириниң шәрқий ғутәни бомбардиман қилишни тохтитиши вә инсаний йардәмләрниң киришигә балдуррақ рухсәт қилишиниң наһайити муһимлиқиға ишарәт қилған никки һелей, «бу киризисқа мудахилә қилишта бәкла кечикип кәттуқ» деди.

русийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили вассилй небензиа болса, уруш тохтитишниң «дәрһал» иҗра қилинишиниң тәләп қилинғанлиқини, бирақ, буниң «иҗра қилиш мумкинчилики йоқ» дәп қариғанлиқлири үчүн, қарар үстидә бирликкә келишкә узун вақит кәткәнликини ейтти. у, б д т  хәвпсизлик кеңишидә қобул қилинған қарарниң «субйектип анализ қилиниши» ға йол қоймайдиғанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر