шималий корейә истихбарат идариси башлиқи җәнубий корейәгә бариду

шималий корейә билән җәнубий корейә оттурисидики дипломатик йиқинлишиш 2016 – йилидин бери үзүлп қалған өзара мунасивәт қаналлирини қайтидин ачти.

916190
шималий корейә истихбарат идариси башлиқи җәнубий корейәгә бариду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейәниң истихбарат идариси башлиқи генерал ким йоң чол җәнубий корейәдики қишлиқ олимпик мусабиқлириниң 25февралда өткүзүлидиған йепилиш мурасимиға қатнишидиған болди.

генерал чолниң 3 күнлүк зийарити җәрйанида җәнубий корейә пирезиденти мун җийаин билән учришиши мөлчәрләнмәктә.

америка пирезиденти доналд трампниң қизи вә мәслиһәтчиси иванка трампниңму йепилиш мурасимиға қатнишидиғанлиқи, бирақ трамп билән чол оттурисида һеч қандақ учришиш өткүзүлмәйдиғанлиқи билдүрүлди.

шималий корейә рәһбири ким чоңун йеңи йиллиқ сөзлигән нутиқида шималий вә җәнубий корейә оттурисидики иҗабий муһит  һәққидә алаһидә тохтилип,, 2018йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқилириға һәйәт әвәтишкә болидиғанлиқини, бу җәһәттә җәнубий корейә билән учришиш елип беришқа дәрвазиси очуқ икәнликини ейтқан иди.

бу дипломатик йиқинлишиш нәтиҗисидә икки дөләт оттурисида 2016йилидин бери үзүлп қалған мунасивәт қаналлири қайтидин ечилған иди.

икки дөләт һәйәтлириниң хәлқара олимпик комитетиниң назаритидә түзгән келишимлири даирисидә, шималий корейәдин 22 нәпәр тәнтәрбийәчиниң олимпик мусабиқилириға қатнишиши вә икки дөләт тәнтәрбийәчилириниң олимпик мусабиқиси мурасимида охшаш бирла байрақ астида параттин өтүши рәсмй қарар қилинған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر