русийә: америка сүрийәдә бир тәрәплимә һәрикәтлири билән түркийәни ғәзәпләндүрди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров американиң сүрийәдики битәрәплимә һәрикәтлириниң түркийәни ғәзәпләндүргәнликини ейтти.

894577
русийә: америка сүрийәдә бир тәрәплимә һәрикәтлири билән түркийәни ғәзәпләндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров «коммерсант гезити» ниң зийаритини қобул қилғанда, түркийә башлиған «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити тоғрисида тохталди.

у: «нурғунлиған сийасәт мутәхәссислири немә үчүн әндишә қилғанлиқимизни сорап: <америка сүрийәдә бир тәрәплимилик билән һәрикәт қилип, иран билән түркийәни ғәзәпләндүрди. шуңа, арилашмаслиқ керәк.  уларниң йетәрсизликлири техиму оттуриға чиқсун вә ташқи сийасәттики вәйран қилиш характерилик роли испатлансун> дәйду» деди.    

у русийәниң баһарда америкаға «йерим рәсмий» һалда сунған һәмкарлиқ тоғрисидики тәклипләрниң һелиму күчкә игә икәнликини әскәртти вә: «тәклиплиримиз һәр қачан күчкә игә, биз һечқачан қарши чиқмастин, америка йаки башқа дост дөләтләрниң һәрикәтлиридики арқа пиланини чүшинишкә тиришимиз» деди.

у американиң русийәгә қарши йүзгүзгән ембарголириға «асассисз вә мәнисиз» дәп баһа бәрди вә ембарголарниң русийәниң ташқи сийасәт йүзлинишигә тәсир көрсәтмигәнликини билдүрди.

у һазирқи русийәгә болған өчмәнликниң буниңдин бурун һечқачан көрүлүп бақмиғанлиқини әскәртти вә сабиқ совет иттипақи билән америка оттурисидики идеологийәлик ихтилаплар болған «соғуқ уруш» дәвридиму бундақ вәзийәтниң көрүлүп бақмиғанлиқини қәйт қилди.

русийә ташқи ишлар министири лавров шималий корейә тоғрисидиму тохталди. у 2005-йили американиң биринчи болуп, шималий корейә билән түзүлгән «йадро келишими» гә хилаплиқ қилғанлиқини вә америка һөкүмитиниң шималий корейә билән келишим түзүштә йетәрсиз қалғанлиқини билдүрди.

у иран вә шималий корейәниң йадро пирограммилири мәсилисидә алдинқи орунда туридиған дөләтләр бирдәкликкә кәлгән хәлқаралиқ келишимләргә хилаплиқ қилғанлиқини қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди. у мундақ деди:

«мунасивәтлик дөләтләр ихтилаплиқ мәсилиләрдә һасил қилған келишимләр һәр хил сәвәб билән бузғунчилиққа учриса, у чағда һәммә дөләт өз алдиға һәрикәт қилишқа башлайду вә бу наһайити әпсуслинарлиқ иш болиду. 2005-йили иран, сүрийә, ливийә, йәмән вә корейә йерим араллирини өз ичигә алидиған келишимдә, шималий корейә вә башқа дөләтләрдин немиләрниң тәләп қилинғанлиқи наһайити ениқ бәлгиләнгән иди. бирақ, аридин икки һәптә өткәндә америкалиқлар туйуқсизла макав (авмен) дики бир банка һесабиға мунасивәтлик кона һекайини күнтәртипкә елип кәлди вә шималий корейәниң банкадики һесабатини тоңлитишқа башлиди. вәқәниң қанчилик тоғра икәнлики йаки тәрәпләрниң қайсисиниң һәқлиқ икәнликини талаш-тартиш қилишқа болиду, бирақ һәқиқәт шуки, әйни вақитта ихтилапларға вә иғвагәрчиликләргә <тохта> дәйдиған бир келишим түзүлгән иди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر