ақар америка баш иштаб башлиқи билән көрүшти

баш иштаб башлиқи генерал һулуси ақар белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған «нато һәрбий ишлар комитети баш иштаб башлиқлири йиғини» даирисидә америка баш иштаб башлиқи генерал җозеф дунфорд билән көрүшти.

890175
ақар америка баш иштаб башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: баш иштаб башқармисиниң билдүрүшичә, генерал ақар нато һәрбий ишлар комитетиниң түнүгүн бирйусселда башланған  йиғинға қатнашти.

йиғинида, йавропа шәрқий җәнубий қанитидики бихәтәрлик вә муқимлиқ, афғанистандики қәтий ирадә йардәм күчи, нато ниң қоманданлиқ қурулмиси паалийәтлири, украина вә гирузийәниң вәзийити, ирақтики һәрбий һәрикәт қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

ақар йиғин даирисидә америка йавропа қисимлири қомандани генерал куртис м скапарроттин, украина, гиретсийә, америка, испанийә вә германийә қатарлиқ дөләтләрниң баш иштаб башлиқлири билән айрим – айрим көрүшкән һәмдә дунфорд билән елип барған учришишида, түркийә армийәсиниң афринға елип барғуси һәрбий һәрикити, сүрийәниң нөвәтики вәзийити вә районлуқ мәсилиләр һәққидә кәң даирилик сөһбәт елип барди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر