шәрқий ғутә үзлүксиз һуҗумға учримақта

бәшшар әсәд һакимийитиниң муһасириси астидики шәрқий ғутә райониға қилинған шиддәтлик һуҗумларда 5 пуқра җенидин айрилди.

887523
шәрқий ғутә үзлүксиз һуҗумға учримақта

түркийә авази радийоси хәвири: әсәд һакимийити күчлири, дума вә һарәста наһийәлири билән бәйт сава, мисрабә, сәкбә, арбин, мәрҗ, җисрин, мәдйәрә вә һаммурийә базарлириға һава вә қуруқлуқтин һуҗум қилди؛ издәш – қутқузуш хизмәтлирини давамлаштуруватқан пуқрави қоғдиниш хадимлири, гүмүрүлүп чүшкән биналарниң астидики көп санда пуқрани қутқузушқа тиришмақта.

һуҗумда йариланғанлар йеқин әтраптики дохтурханиларда балнистқа елинди.

үзлүксиз давамлишиватқан һава һуҗумлири йүзисидин өлгәнләр саниниң көпийип кетишидин әндишә қилинмақта.

пуқрави қоғдиниш мәнбәлиридин игиләнгән учурға асасланғанда, 2017 – йили 14 – нойабирдин буйан шәрқий ғутәгә қилинған һуҗумларда 5 нәпири пуқрави қоғдиниш әтрити хадими болуп кәм дегәндиму 312 пуқра һайатидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر