путин: биринчи мәйдан риқабәттә ким җоңун ғәлибә қилди

русийә пирезиденти виладимир путин шималий корейә рәһбири ким җоңунни тәрипләп, «ениқки у толиму әқллиқ вә йетишкән сийасәтчи» деди.

887216
путин: биринчи мәйдан риқабәттә ким җоңун ғәлибә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти виладимир путин корейә йерим арили киризиси үстидә тохтилип, шималий корейә рәһбири ким җоңунниң биринчи мәйдан риқабәттә ғәлибә қилғанлиқини ейтти.

путин русийә мәтбуатлири вә хәвәр агентлиқилири башлиқлири билән елип барған учришишида, корейә йерим арилиниң вәзийтигә даир соалларға җаваб берип, «әлвәттә һөрмәтлик ким җоңун бу мәйданда ғәлибә қилди. у өзиниң истиратегийәлик мәслисини һәл қилди. қолида йадролуқ оқ башлири бар. 13 миң келометирғичә йетип баралайдиған, демәк, дунйаниң һәммила йеригә йетип баралайдиған, һеч болмиғанда еһтималлиқ ичидики дүшмән терреторийәлириниң һәммила нуқтилириға тәккүзәләйдиған узун мусапилиқ башқурулидиған бомбилири бар» деди.

ким җоңунниң һазирқи кәскин вәзийәтни йумшитишқа вә тинҗитишқа қарап йүзләнгәнликиниму тилға алған путин: «ениқки у толиму әқиллиқ вә йетишкән сийасәтчи» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر