хитай германийәдә тибәт байриқиниң ечилғанлиқиға наразилиқ билдүрди

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси лукаң хитайниң тибәт аптоном райони үстидики игилик һоқуқиниң қанчә йүзлигән йиллар илгиригә тутишидиғанлиқини иейтти.

851126
хитай германийәдә тибәт байриқиниң ечилғанлиқиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити германийәниң манз шәһиридә өткүзүлгән путбол мусабиқисида тибәт байриқиниң ечилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси лукаң, пайтәхт бейҗиңда җиддий ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитайниң 20 йаштин төвән путбол командиси билән германийә командиси уттурисида өткүзүлгән мусабиқә әснасда, тибәт байриқиниң ечилғанлиқиға наразилиқ билдүрүп, «өзара һөрмәт саһибхан дөләтниң қилишқа тегишлик вәзиписидур. өзара һөрмәт һәрқандақ икки дөләтниң мунасивәтлириниң асасидур» деди.

лукаң хитайниң тибәт аптоном районидики һакимийитиниң интайин узақ тарихқа игә икәнликини билдүрүп, «һәрқандақ бир дөләтниң, һәрқандақ шәкилдә хитайға қарши бөлгүнчи паалийәтләрни қоллишиға қаттиқ қарши туримиз» дегән сөзләрниму ишләтти.

германийәниң манз шәһиридә 2 күн илгири өткүзүлгән хитайниң 20 йаштин төвән путбол командиси билән рәқиби германийә командиси оттурисидики мусабиқә җәрйанида, 6 намайишчи тибәт байриқи ачқан вә хитай командиси тибәт байриқи чүшүрүлмигәнгә қәдәр мәйданға чиққили унимған иди. шу вәҗидин мусабиқә 30 минут кечикип башланған иди.

германийә путбол җәмийити муавин башлиқи рунний зеиммерман йүз бәргән вәқә һәққидә елан қилған байанатида, наразилиқ намайишлириниң тәбиий һәқ – һоқуқ икәнликини илгири сүрүп, хәлқниң наразилиқ билдүрүшини мәний қилалмайдиғанлиқини ейтқан иди.

хитай тибәт аптоном райони үстидики игилик һоқуқиниң қанчә йүзлигән йиллар илгиригә тутишидиғанлиқини илгири сүрүп, бу районға қарита чәт дөләтләр,  тәшкилатлар  вә сәхсләр тәрипидин өткүзүлгән паалийәтләрниң һәммигә «ички ишлиримизға арилишивалғанлиқ» дәп баһа берип кәлмәктә



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر