барселона террорлуқ һуҗуминиң гумандари өлтүрүлди

испанийәниң барселона шәһиридә мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗуминиң гумандари өлтүрүлди.

794158
барселона террорлуқ һуҗуминиң гумандари өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәниң барселона шәһиридә пәйшәнбә күни террорлуқ тәшкилати даеш  тәрипидин садир қилинип 14 киши һайатидин айрилған террорлуқ һуҗуминиң баш гумандари йунус әбу йақуп өлтүрүлди.

әбу йақупниң ла рамба кочисида пийадиләр йолиға кирип 14 адәмниң өлүмигә 120 адәмниң йарилинишиға сәвәб болған минибусни һәйдигән шәхс икәнлики билдүрүлди.

каталан сақчилири ла рамба кочисида мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗуминиң гумандари маракәш гираждани болған 22 йашлиқ әбу йақупни издәвататти.

йәрлик таратқулар бир айалниң нефит истансисида бир адәмни әбу йақупқа охшитип сақчиға мәлум қилғанлиқини хәвәр қилди.

буниңға қарита әбу йақуп қалған йәргә дәрһал һәрикәт елип берилди.

пассип һалға кәлтүрүлгән гумандарниң үстидә партлатқуч маддиси болған кәмәрниң барлиқи, буниң йалған йаки әмәсликини ениқлап чиқиш үчүн бомба вәйран қилиш мутәхәсислириниң хизмәт ишләватқанлиқлири билдүрүлди.

барселона шәһәр мәркизидә мәйданға кәлгән бу террорлуқ вәқәсидин кейинла шәһәрниң җәнубиға җайлашқан камбирилстә бир киши йәнә бир қтимлиқ машина билән қилинған һуҗумда өлтүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر