америка иранға җаваб қайтурди

америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили ники һейли иранниң йадро келишимини дунйани гөрүгә еливелиш үчүн ишлитишигә рухсәт қилимаслиқни ейтти.

791106
америка иранға җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: һейли бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, иран пирезиденти һәсән руһаниниң: «америкиниң йеңи рәһбәрлири йадро келишими һасил қилиништин бурун ембарго йүргүзүш вә бесим сийаситини йолға қойушқа нийәт қилса, бизму дәрһал һәрикәткә өтүп, келишимдин бурунқи әһвалға қайтиштин қилчә айанмаймиз» тәриқисидики сөзлиригә җаваб қайтурди.

америкиниң иранға қарши йеңи ембарго йүргүзүшни қарар қилғанлиқини әскәрткән һейли, ембарго йүргүзүш қарариниң, иранниң дунйаниң һәрқайси җайлирида терроризмға йардәм бериши, қорал - йарағ әткәсчилики, иғвагәрчилик түсини алған башқурулидиған бомба пирограммиси вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликири сәвәбидин чиқирилғанлиқини илгири сүрди.

бу ембарголарниң иран билән 1+5 (америка, фирансийә, әнглийә, германийә, хитай вә русийә) дөләтлири һасил қилған йадро келишими билән мунасивитиниң йоқлуқини қәйт қилған һейли: «иранниң йадро келишимини дунйани гөрүгә еливелиш үчүн ишлитишигә рухсәт берилмәслики, һәрқандақ әһвал астида йадро қораллириға игә болушиға йол қойулмаслиқи лазим. шуниң билән бир вақитта, башқурулидиған бомба қойуп бериши, терроризмға йардм бериши, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға хилаплиқ қилиши сәвәбидин ирандин давамлиқ һесаб елишимиз керәк» деди.

һейлиниң келәр һәптә вийанаға берип, хәлқара атом енергийәси оргинини зийарәт қилидиғанлиқи вә бу йәрдә иранниң йадро паалийәтлири һәққидә сөһбәт елип баридиғанлиқи билдүрүлди.

америка пирезиденти трамп мушу айниң башлирида русийә, иран вә шималий корейәгә қаритилған йеңи ембарголарни өз ичигә алған қанун тәклипини мақуллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر