аләм бошлуқидики тунҗи дөләт <асгардийә> гә түркийәдин адәттин ташқири дәриҗидә көп илтимас

тәхминән 100 миң киши йашайдиған дунйа орбитисида қурулғуси аләм бошлуқи понкити үчүн тунҗи қәәм ташланди.

756498
аләм бошлуқидики тунҗи дөләт <асгардийә> гә түркийәдин адәттин ташқири дәриҗидә көп илтимас

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗи аләм бошлуқи дөлити лайиһәси пуқралиқи үчүн илтимас сунғучиларниң сани 221 миң 866 гә йәтти.

     хитай алдинқи рәттин орун алған илтимасларда түркийә 29 миң 844 киши билән иккинчи қатардин орун алди, түркийәдә әң көп илтимас истанбулдин сунулди. асгардийәдә йашимақчи болғанлар аләм бошлуқи сайаһити, аләм бошлуқи канчилиқи, көктеши овчилиқи вә аләм бошлуқи тазилиқи қатарлиқ мулазимәтләрни өз үстигә алиду. асгардийә өзиниң байриқи, асасий қануни, миллий марши болған мустәқил бир дөләт сүпитидә лайиһәләнди, бирақ асгарийә пуқралири өз дөләтлириниң пуқралиқиниму сақлап қалиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر