ақ сарай: әң муһим күнтәртипимиз даешни йоқитиш

трап вәзипә тапшурувелип бирқанчә минут өтмәйла ақ сарайдин «әң муһим күнтәртипимиз даеш вә башқа радикал террорлуқ тәшкилатлирини йоқитиш» тәриқисидә байанат кәлди.

656354
ақ сарай: әң муһим күнтәртипимиз даешни йоқитиш

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта, вашингтонниң террорист гуруппиларға иқтисадий йардәмләрни үзидиғанлиқи, уларниң кеңийиш имканийәтлирини йоқ қилидиғанлиқи, террор тәшвиқатлириға хатимә беридиғанлиқи вә өзиниң ахбарат торини кеңәйтидиғанлиқи әскәртилди.

байанатниң иран вә шималий корейә һөкүмәтлиригә мунасивәтлик қисмида, йеңи һөкүмәтниң бу икки дөләттин келидиған башқурулидиған бомба тәһдити еһтималлиқиға қарши өзиниң заманиви башқурулидиған бомба мудапийә системисини ройапқа чиқиридиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر