афғанистанда һиндистан әлчилири һуҗумға учриди

афғанистанниң һәрат шәһиридики һиндистан әлчиханиси қораллиқ кишиләрниң һуҗумиға учриди

71837
афғанистанда һиндистан әлчилири һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанда һиндистан әлчилири һуҗумға учриди.
афғанистанниң һәрат шәһиридики һиндистан әлчиханиси қораллиқ кишиләрниң һуҗумиға учриди.
һиндистан дипломатийә министирлики байанатчиси сийед абкаруддин, әлчихана хадимлириниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнликини ейтти.
мәлуматларға қариғанда, зораванлар билән афғанистан дөләт хәвпсизлик күчлири оттурисида уда бирқанчә саәт тоқунуш йүз бәргән.
игилинишичә, тоқунуш адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлүп - көрүлмигәнлики, зораванларниң кимлики тоғрулуқ һазирчә һечқандақ мәлумат йоқ икән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر