чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 28.12.2018

бу һәптилик чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1115451
чәт әл мәтбуатлирида бу һәптә: 28.12.2018

 

 

фирансийәниң «AFP» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң америка пирезиденти доналд трампни түркийәниң даешни сүрийәдики ешип қалған җайлардин өзи йалғуз тазилап чиқиришқа қайил қилип, сүрийәдики 2000 ға йеқин америка әскәрлириниң чекиниш қарариниң мақуллинишида ачқучлуқ рол ойниғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «DPA» мәтбуат агентлиқи, түркийәниң сүрийә чеграсидики террорлуқ тәшкилати п й г/п к к ға қарши елип бармақчи болған һәрбий һәрикәттин илгири чегра районға һәрбий йөткәшни давамлаштуруватқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «Der Spiegel» журнили, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң америка пирезиденти доналд трампни түркийәгә тәклип қилғанлиқини, ақ сарай даерилириниңму түркийәниң тәклипигә иҗабий җаваб қайтурғанлиқини хәвәр қилди.

әнглийәниң «Reuters» хәвәр агентлиқи, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң америкиниң сүрийәдин чекиниш мәсилисини музакирә қилиш үчүн русийә пирезиденти виладимир путин билән көрүш еһтимали йуқири икәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «Rossiyskaya» гезити, җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калинниң: «түркийә америкидин вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба системиси сетивалалайду, бирақ бу сетивилиш русийәдин " S-400" һава мудапиә системиси сетивелиш пиланиға тәсир көрсәтмәйду» дегәнликини хәвәр қилди.

австерийәниң «Wiener Zeitung» гезити, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң фирансийәни сүрийәдики бөлгүнчи террорлуқ тәшклати й п г/п к к ға йардәм қилмаслиқ керәклики һәққидә агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

иранниң «ISNA» хәвәр агентлиқи, җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калинниң сүрийә һөкүмитигә қаттиқ тәһдит қилған һалда: «идлибтики көзитиш мунарлирида вәзипә өтәватқан түркийә әскәрлиригә һуҗум қилған тәқдирдә дунйасини бешиға өрүп ташлаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «Ria Novosti» хәвәр агентлиқи җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәдә аләм бошлуқи тәтқиқат аҗантиси қурлушиға қарита «тарихий әһмийәткә игә муһим бир қәдәм» дәп баһа бәргәнликини вә буниң түркийәни аләм қатниши вә техника тәтқиқатлири саһәсидә алдинқи қатарға чиқиридиғанлиқини ейттқанлиқини хәвәр қилди.

гиретсийәниң «İn. gr» интернет бети, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң «түркийә сетивалған нефит қидирип тәкшүрүс суписи йанвар ейида қара деңиздә әмәс, бәлки ақ деңизда қидирип тәкшүрүшни башлайду» дегәнликини хәвәр қилди.

йапонийәниң «Nihon Keizai Shimbun» иқтисад гезити, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири әрсойниң «түркийәни зийарәт қилған чәт әлликләр саниниң 2019 йилида, 2017йилиға селиштурғанда 3 һәссә ешип, 50 милйонға чиқишини мөчәрләватимиз» дегәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر